Урок по уйгурскому языку на тему "Рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси Рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, баянлаш
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология СТО «тоғра вә натоғра пикирләр», «чүшәнчиләр
севити», «инсерт»
Йеңи уқумлар: рәвишдаш ибарә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини байқаш, рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
Тоғра вә натоғра пикирләр:
1. Мурәккәпләшкән жүмлә дәптәркивидә 2-3 жүмлә бар жүмлини атаймиз
2. Мурәккәпләшкән жүмлиләр 7 түргә бөлүниду
3. «Язғучи Ж.Босақов «Көч-көч» романини язған» жүмлиси бөлүнмә изаһлиғучи билән кәлгән.
4. Изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлидә изаһлиғучи жүмлидики егинила изаһлап келиду
5. Бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлиниң тәркивидә умумлаштурғучи сөз болуши мүмкин
6. Бир хил бөләкләр пәқәт пәш арқилиқла ажритилиду.
7. Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләрдики қистурмилар 7 мәнавий бөләккә бөлүниду.
8. Қаратмилиқ муркәәпләшкән жүмлиниң тәркивидики қаратма сөзләр жүмлиниң барлиқ бөләклири хизмитини атқуралайду.
9. Имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләр жанлиқ тилда көп ишлитилиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. «Идеяләр севити» Оқуғучилар бирдин рәвишдаш ибарилик жүмлә ойлап, севәткә салиду.
Мәнани ажритиш стадияси ИНСЕРТ усули арқилиқ
Рәвишдаш ибариси билән кәлгән жүмлә рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә дәп атилиду. Рәвишдаш ибарини тәшкиллигүчи вә аяқлаштурғучи сөз рәвишдаш болуп келиду.
М. Биз әтигәндин тартип, ямғур тохтимай йеғиватқиниға қаримай, тәйярлиққа қизғин кириштуқ.
Бу хил жүмлиләр беқинда қошма жүмлиләргә охшап кетиду. Лекин қошма жүмлидә кам дегәндә 2 егә мустәқил һәрикәтни әмәлгә ашуриду. Бизниң жүмлидә болса, бир егә һәм асасий һәрикәтни, һәм қошумчә һәрикәтни әмәлгә ашуруватиду.
М: Дәрисни пухта өзләштүргәчкә, оқуғучилар синақтин сүрүнмәй өтти.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 127-көнүкмә еғизчә вә йезиқчә орунлиниду.
2. 128-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 129-көнүкмә тахтида шәрти бойичә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия.
Венн диаграммиси арқилиқ рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиниң қошма жүмлидини пәрни ениқлаймиз.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 29 оқуш, әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезиш
VІІІ. Баһалаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 605.5 Kb |
Количество скачиваний: | 14 |