Урок по уйгурскому языку на тему "Сөз түркүмлири бойичә тәкрарлаш" (7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Сөз түркүмлири бойичә тәкрарлаш
Мәхсити:    1   Сөз түркүмлири  бойичә алған билимини байқаш вә
мустәһкәмләш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа дәвәт қилиш
3.
Дәрис түри:     тәкрарлаш       
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,  карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология      дәрижилик тапшурмилар
Йеңи уқумлар:    

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң 6-синипта сөз түркүмлири бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

ІІІ.  Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)
Соаллар арқилиқ билимини байқаш.
1. Сөз түркүмлирини атаңлар.
2. Қаидилирини әскә чүшириш
3. Сөз оюни арқилиқ билимини байқаш. Бир оқуғучи сөз ейтиду, иккинчиси униң қайси сөз түркүми екәнлигини ениқлайду.
4. 5-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Бириккән, қош вә қошма исимлар ениқлинип йезилиду.
5. 6-көнүкмини еғизчә орунлаш.
6. 1-қатар 8-көнүкмини, 2-қатар 9-көнүкмини, 3-қатар 10-көнүкмини орунлайду. Бу көнүкмиләрдин сүпәт вә санларни тепип, уларниң түрлирини ениқлайду.
7. 12-көнүкмә тахтида орунлиниду. Оқуғучилар алмаш түрлирини ениқлап язиду.

 ІV.  Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
      Тест арқилиқ билимини ениқлаш

V Өйгә тапшурма.
13-көнүкмидин рәвишләрни тепип, уларниң ясилиш йоллирини ениқлап келиш


Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 919 Kb
Количество скачиваний: 11
Просмотров: 125

Похожие материалы