Урок по уйгурскому языку на тему "Пәрәз қаршилиқ мәйли" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:         Пәрәз-қаршилиқ мәйли 
Мәхсити:    1  Пеил мәйиллири тоғрисида  чүшәнчисини кәңәйтиш, пәрәз-
қаршилиқ мәйли тоғрисида билим бериш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3.
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, көнүкмиләр топлими, схема 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,  баянлаш
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:    
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пәрәз-қаршилиқ мәйли һәққидә чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш №1, 3, 5, 8, 11,  15, 18, 20
1.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2.    Соал-жавап усули арқилиқ пеил мәйиллири, баян мәйли, буйруқ-тәләп мәйли вә униң түрлири һәққидики умумий чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
     Пәрәз-қаршилиқ мәйли иш-һәрикәтниң пәрәз вә қаршилиқ тәрзидә ейтилғанлиғани билдүриду.  Бу мәйил шәрт мәйли дәпму атилиду вә төвәндикичә ясилиду:
1. –са, -сә қошумчиси вә тәвәлик қошумчилириниң улиниши арқилиқ. М: Қанчә көп оқусаң, нәтижә яхши болиду.
2. Жуқуридики шәкилгә -му уланмиси улинип, тосқунсиз қаршилиқ мәнасини билдүриду. М: Алимжан түнүгүн дәрискә кәлмисиму, бүгүн тапшурмини орунлап кәпту.
3 Пәрәз-қаршилиқ мәйли өзиниң асасий мәнасидин сирт арман, арзу-тәклип, вә әпсус мәнасиниму билдүриду. Таблица арқилиқ чүшәндүрүш.
Шәхсләр    Бирлик түри    Көплүк түри
І шәхс    Язсам, ишлисәм    Язсақ, ишлисәк
ІІ шәхс    Язсаң, ишлисәң    Язсаңлар, ишлисәңлар
Сипайә түри    Язсиңиз, ишлисиңиз    Язсиңизлар, ишлисиңизлар
Һөрмәт түри    Язсила, ишлисилә    Йезишсила, ишләшсилә
Сәтлимә түри        Һәр қайсиң йезишсаң
ІІІ шәхс    Язса, ишлисә    Язса, ишлисә
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
74-көнүкмә  тахтида вә дәптәргә орунлиниду.
75-көнүкмә. Сөзләр вариантларға бөлүп берилиду вә көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
75-көнүкмә. Еғизчә  орунлиниду.  Пеил мәйиллирини ениқлаш.
76-көнүкмини айрим оқуғучилар, қалғанлири 78-көнүкмини орунлайду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. 36-37-бәтләрни оқуш. 78-көнүкмини давамлаштуруш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 919 Kb
Количество скачиваний: 18
Просмотров: 122

Похожие материалы