Урок по уйгурской литературе на тему "Қазақстан", "Сәһәрдә" шеирлири (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси: «Қазақстан», «Сәһәрдә» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмуни билән тонуштуруш. шеирни тәһлил қилишқа
үгитиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, ипадилик оқушқадәвәт қилиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини бериш
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш «Тоғра вә натоғра пикирләр», «кластер», «пәрәз қилиш дәриғи», «тохталмилар билән оқуш», «Әркин йезиш»
Йеңи уқумлар: гигант, һаллиқ, колхоз, совхоз
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң Исмайил Саттаровниң һаяти вә ижадийити тоғрисидики билимини байқаш, шеирлириниң мавзулири вә алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Тоғра вә натоғра пикирләр» арқилиқ кластер түзүш
1. И.Саттаров – шаир, драматург
2. И.Саттаров Яркәнт шәһиридә туғулған.
3. И.Саттаров «Биз түзигәндә» һекайисиниң муәллипи
4. «Мәхсәт», «Рәхмәт, ана!» шеирлирини язған
5. Улуқ Вәтән уруши жиллири ижадийәт билән шуғулланди.
6. Сәнъәткә қизиқмиди
7. Вәтән, ана, течлиқ мавзулириға қәләм тәврәтти
8. «Ғерип-сәнәм» драмисини язди.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Мәнани ажритиш стадияси. «Пәрәз қилиш дәриғи». «Қазақстан» шеирида немини күйләйду. Оттуриға дәрәқ ғолиға ҚАЗАҚСТАН дәп йезилип, шахлири оқуғучиларниң пикирлири
Қ
А
З
А
Қ
С
Т
А
Н
Мәтин билән ишләш. «Тохталмилар билән оқуш» Мәтин оқулиду. «Тохтаң» буйруғи бойичә оқуғучи тохтап, оқуғинини тәһлил қилиду, луғәт ишлирини жүргүзилиду.
1-оқуғучи. Көп әсирләр жәбир чәккән Қазақстан,
Кәң далаңни, идирларни тикән басқан.
Хорлуқ, зулум қайнар еди көзлириңдә.
Сени қийнап қанлар ичти хаин заман
Соал. Мошу қурларниң һәқиқәт екәнлигини дәлилләңлар
2-оқуғучи. Һазир өтти, у заманлар көккә учти
Кәң бағриңда йеңи турмуш чечәк атти
Чәксиз өрләп, қайнап ташти гигантлириң,
Хуш далаңда әл тойлишип бәхит тойин.
Соал. Бүгүнки қазақстанни қандақ тәсвирләшкә болиду? Шаирға қошар пикриңлар барму?
Соал. Утуқлар тоғрисида немини ейтқан болаттиңлар?
Соал. Колхоз, совхоз дегән сөзләрни қандақ чүшәндиңлар? Бүгүки әмгәк тоғрисида ейтиңлар.
V. Мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси.
Қазақстанға тиләк йезиңлар. «Әркин йезиш» шеир, қара сөз түридә.
VІ. Өйгә тапшурма.
60-64-бәтләрни оқуп, «Қазақстан» шеирини ядқа елиш.
VІІ. Баһалаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 440 Kb |
Количество скачиваний: | 18 |