Урок по уйгурской литературе на тему Ж. Босақовниң "Көч-көч" романи

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:         Ж. Босақовниң «Көч-көч» романи
Мәхсити:    1 Язғучи ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, романниң мәзмуни
билән тонуштуруш.
2. Саватлиқ  вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға  қизиқишини ашуруш
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи                             қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик,  методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар. 
Қоллинилидиған усуллар:     баянлаш,  соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилидиған технология      СТО «Немини билимән? Немә билдим?»
Йеңи уқумлар      коллективлаштуруш                  
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Көч-көч» романиниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчә берип, ниң әһмийитигә тохтилиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, 4, 8, 11, 13, 15, 19, 20
1.    Ж. Босақовниң һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билисиләр?..
2.    Әдипниң қандақ әсәрлирини оқудуңлар?
3.    Қайси мавзуларға ижат қилғанлиғини ейтиңлар
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
1.     «Көч-көч» романи ХІХ әсирдики хәлқимиз һаятида йүз бәргән пажиәлик вақиәгә беғишланған. Рус әскәрлири Или тәвәсини ишғал қилғаичә Или султанлиғини орнатқан хәлиқ 10 жиллиқ келишим түгигәндин кейин хитайларниң жазасидин қорқуп, Йәттису тәвәсигә көчкән еди. Руслар кәлгәндин кейин бир аз йеникчиликләр алған хәлиқ немила болса башқа кәләгәнни көрүш, қандақла қилип болмисун хитай залимлиридин қутулушни мәхәст қилди. Өзлириниң бағу-бостанлирини, ата-бовилиридин мирас қалған макан-жайлирини, мазарлирини ташлап көчүш наһайитиму еғир вақиә еди. Садиқ вә Адаләт, кейин Маһмут қатарлиқлар Йәттисуға көчүшкә бәл бағлайду. Натонуш йәрләргә берип хәлиқниң беши гаңгирап қалмисун дәп хәлиқпәрвәр инсанлар Билал Назим, С. М. Қашийму биллә көчиду.  Романда атақлиқ бай Веливай Йолдашевқиму кәң орун берилиду.  У икки хил тәрәптин көрүниду. Биринчидин у хәлиқ билән бир болушни халайду. Иккинчидин өзи хәлиқниң әмгиги һесавиға топлиған байлиғини сақлап қелиш нийитидә еди. Бу әсәр хәлқимиз тарихидики унтулмас сәһипиләрниң бирини кәң планда көрситип, һәққиқити билән тәсвирләп бәргән.
V. Мустәһкәмләш. Әсәрләрдин үзүндиләр оқутуш вә уларни тәһлил қилиш.
Веливай Йолдашев тоғрисида қошумчә мәлумат бериш «ХХ әсир намайәндилири» китави вә гезит материаллири.
 VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
      127-142-бәтләрни оқуш. Романдин үзүндини оқуп, өз пикрини йезиш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 440 Kb
Количество скачиваний: 88
Просмотров: 380

Похожие материалы