Урок по уйгурской литературе на тему "У күн йеқин","Мән","Биз йеңимиз" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси: «У күн йеқин», «Мән», «Биз йеңимиз» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмуни билән тонуштуруш. шеирни тәһлил қилишқа
үгитиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, ипадилик оқушқа дәвәт қилиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини бериш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш: «инчикә вә қелин соаллар»,
«Джиксо»,
Йеңи уқумлар: манан, миномет, барон
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң Исмайил Саттаров шеирлириниң мавзулири вә алаһидиликлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. «Қазақстан» шеириниядқа ейтқузуш
2. «Сәһәрдә» шеириниң мәзмунини сөзләп бериңлар?
ІV.Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
І. Қизиқишини ойғитиш.
- Уруш, течлиқ, Вәтән, Йеңиш күни тоғрисида қайси шаирларниң шеирлирини билисиләр? дегән умумий соал қош арқилиқ йеңи дәрискә киришиш
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси Оқуғучилар 3 топқа бөлүниду. Һәр топқа соаллар берилиду.
Инчикә соаллар:
1-топқа. У қайси күн? Улуқ Вәтән уруши қачан башланди?
Фашистлар дегән кимләр?
2-топқа. Шеир ким тоғрисида? Дости ким?
3-топқа. Йеңиш күни қачан нишанлиниду? Ким кимгә қарши күрәш қилиду?
1. «У күн йеқин», «Мән», «Биз йеңимиз» шеирини һәр топ өз алдиға оқуп, соалларға жавап издәйду. Оқуғучилар соалларға жавап бәргәндин кейин луғәт ишлири жүргүзүлиду. (манан - чаң, туман, фашистлар – немислар, модән – гүлниң ети)
2. Әнди топларға «қелин» соаллар берилиду.
1-топқа. Шеирда шаирниң қандақ көз қариши ипадиләнгән?.
2-топқа «Мән» шеирида шаирниң «Тәң һоқуқлуқ, улуқ, күчлүк миллионларниң бири» дегән пикрини қандақ чүшинисиләр?
3-топқа «Биз йеңимиз» шеирида шаир хәлиқни немигә дәвәт қилиду?
V. Мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси.
Тәнқитчи болған болсам. Шеирларниң түзүлүшигә диққәт қилиңлар. Қапийә, боғум сани, ритмикиси тоғрисида пикир йезиңлар.
Кластер арқилиқ шаир шеирийитиниң мавзулириға тохтилимиз.
Исмайил Саттаров
шеирийитиниң мавзулири
VІ. Өйгә тапшурма.
64-66-бәтләрни оқуп, шеирларниң мәзмунини сөзләш, тәсвирий васитиләрни ениқлаш
VІІ. Баһалаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 440 Kb |
Количество скачиваний: | 26 |