Урок по уйгурскому языку на тему "Пеил заманлири" (7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:



Дәрисниң мавзуси:         Пеил заманлири

Мәхсити:    1  Пеил заманлири тоғрисида  чүшәнчә бериш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Тилға қизиқишини  ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, көнүкмиләр топлими, схема 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,  баянлаш
Пайдиланған технология     
Йеңи уқумлар:    
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеил заманлири һәққидә чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2.    Соал-жавап усули арқилиқ пеил вә униң алаһидиликлири, мәйиллири һәққидики умумий чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
Пеиллар арқилиқ биз һәрикәтни ипадиләймиз. Һәрикәт болса вақитқа мунасивәтлик болиду. М: Мән бовам һәққидә китап йезиватимән. Бовам Улуқ вәтән урушиға қатнашқан. Бовам бийил 80 яшқа  кириду.
Иш-һәрикәтниң сөз болуватқан вақитқа болған мунасивити пеил заманлири арқилиқ иапдилиниду. Пеил заманлири өткән заман, һазирқи заман вә келидиған заман болуп 3кә бөлүниду.
Оқуғучилар рус вә қазақ тиллиридики пеил заманлири тоғрисида алған билимини көрситиду.
 

Жүмлиләр арқилиқ чүшәндүрүлиду. Жуқуридики жүмлиләр рус вә қазақ тиллириға тәржимә қилиниду.
V. Йеңи дәрисни мустәһкәмләш
90-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
91-көнүкмә. Сөзләр вариантларға бөлүп берилиду вә көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
92-көнүкмә. Тахтида орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 7-мавзуни оқуш. 93-көнүкмини йезиқчә орунлаш.
Айрим оқуғучиларға тапшурма: 94-көнүкмини орунлаш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 919 Kb
Количество скачиваний: 17
Просмотров: 100

Похожие материалы