Урок по уйгурскому языку на тему "6-синипта өткәнләрни тәкрарлаш" (7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     6-синипта өткәнләрни тәкрарлаш.
Лексика бойичә тәкрарлаш
Мәхсити:    1   Лексика  бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини  ашуруш, алған билимини әмәлиятта қоллинишқа,  ижадий ишләшкә үгитиш
Дәрис түри:     тәкрарлаш       
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,  карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,   чепишиш

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң 6-синипта лексика бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш
ІІІ.  Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)
Синип 2 топқа бөлүниду. 1-топ – Ялқун, 2-топ – Мәшъәл
1.    Топларға соаллар берилиду.
Лексика дегән немә?
Алмашлар қанчә түргә бөлүниду?
Конириған сөзләр дәп қандақ сөзләрни атайду?
Мутәхәссисликкә аит вә диалект сөзләр дегән немә?
2.    1-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Парчидин конириған сөзләрни  тепип, униң мәнасини ейтип  бериңлар.
3.    2-көнүкмә. «Ялқун» топи мутәхәссисликкә аит сөзләрни, «Мәшъәл» топи  диалект сөзләрни  дәптәрлиригә язиду. 
4.    Тахтида 2 оқуғучи конириған вә чәттин қобул қилинған сөзләрни айрип язиду.
ІV.  1. Оқуғучилар тәтил мәзгилидә оқуған әдәбияти бойичә өз пикирлирини ейтиду.
2. Язған диктантлири тәкшүрүлиду.
3. Карточкилар билән иш.
VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
      Луғәт диктантини яздуруш

VІІІ Өйгә тапшурма.

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 919 Kb
Количество скачиваний: 22
Просмотров: 132

Похожие материалы