Урок по уйгурскому языку на тему "Әдәбий тилниң лексиқилиқ нормилири" (7 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Әдәбий тилниң лексикилиқ нормилири
Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни чүшәндүрүш, лексикилиқ нормилар һәққидә
чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик тәһлил қилишқа дәвәт қилиш
3.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, мәтинләр
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар: лексикилиқ норма
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Орфография дегән немә?
2. Орфоэпия һәққидә немә билисиләр?
3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Тилимизниң лексикилиқ тәркивини барлиқ диалект вә шевиләрдә сөзлигүчи барлиқ хәлиқниң лексикиси тәшкил қилиду.Бу лексикиниң көп қисмини қедимий уйғур сөзлири билән бир қатарда иран, әрәп, хитай вә рус тиллири арқилиқ киргән сөзләр тәшкил қилиду. Уйғур тилида қоллиниливатқан сөзләрни умумхәлиқ лексикиси вә айрим өлкә вә мутәхәссисләр пайдилинидиған сөзләр дәп иккигә бөлүшкә болиду. Умумхәлиқ биллә ишлитидиған сөзләр билән тар даиридә қоллинилидиған аталғу, Ддалект вә мутәхәссисликкә аит сөзләр тилимизниң актив запасини тәшкил қилиду.
Башқа хәлиқләр билән ихтисадий вә мәдәний алақидә болуши нәтижисидә шу хәлиқләр тилидин нурғунлиған сөзләр қобул қилған вә қилмақта.
Иран тили сөзлигүчи хәлиқ билән қатар яшиғанлиқтин иран тилидин,, ислам динини қобул қилғандин кейин ислам динға вә илимға бағлиқ аталғуларни, Шәрқий Түркстанни хитайлар бесивалғандин кейин хитай сөзлирини қобул қилған.
V. Мустәһкәмләш.
1. Оқуғучилар чәттин киргән сөзләргә мисаллар кәлтүриду.
2. Көнүкмиләр ишлитиш. Чәттин киргән сөзләрни ениқлаш. 28-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду.
29-30-көнүкмиләр орунлиниду. .
ІV. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
V Өйгә тапшурма.
Кона вә тарихий сөзләргә 6 жүмлә тепип йезиш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 919 Kb |
Количество скачиваний: | 18 |