Урок по уйгурскому языку на тему "Пеил"(7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:         Пеил

Мәхсити:    1  Пеил тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
 ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,  баянлаш
Пайдиланған технология     
Йеңи уқумлар:    
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеил вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2.    Мәтинләр бойичә иш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
А) Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда пеил тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.
1.    Пеил дегән немә? Қандақ соалға жавап бериду?
2.    Башқа сөз түркүмлиридин қандақ пәрқи бар?
Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ пеил тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.
44-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар пеилни тепип, уларниң қандақ соалға жавап бериватқанлиғини вә вақтини ениқлайду.
45-көнүкмә. Йезиқчә тахтида орунлиниду. Дәптәрлиригә язиду. Оқуғучилар сүрәтләргә қарап жүмлә түзиду.
46-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Аддий вә қошма пеилларни тепип йезиш
Көнүкмиләр топлимидин жүмлә яздуруш вә өтүмлүк вә өтүмсиз пеилларни, болушлуқ, болушсиз пеилларни ениқлаш.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
Жүмлини морфологиялик тәһлил қилиш
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма.
Пеил бойичә алған билимлирини әскә чүшириш, 47-көнүкмини йезиқчә орунлаш





Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 919 Kb
Количество скачиваний: 39
Просмотров: 206

Похожие материалы