Урок по уйгурской литературе на тему "Хәлиқ еғиз ижадийити.Ләтипиләр" (7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Хәлиқ еғиз ижадийити. Ләтипиләр.
Нәсирдин Әпәнди ләтипилири
Мәхсити:    1  Хәлиқ еғиз ижадийити һәққидики билимини чоңқурлаштуруш. Ләтипиләр вә ләтипичиләр тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Еғиз ижадийитигә болған һөрмитини күчәйтиш, Һазиржаваплиққа вә тапқурлуққа тәрбийиләш
Дәрис түри:             арилаш.
Дәрис типи                    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси».  
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология    
Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Хәлқимизниң бай мираси – еғиз ижадийити тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1.    Бәдиий әдәбиятниң қурали немә?
2.    Әдәбият немини әкис әттүриду?
3.    Язғучи вә рәссамниң арисида пәриқ барму, болса немидә?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш  
Язма әдәбият болмиған заманда адәмләр өз әмгиги, һаяти, турмуши һәққидә нахша-қошақ, чөчәк вә мақалларни еғизчә яратқан. Еғиздин еғизға көчүш жәриянида бу әсәрләр өзгиришләргә учрап, кәңийип барди.  Еғиз ижадийәт барлиқ хәлиқтә бар.  Йезиқ пәйда болғанда еғиз әдәбиятму тәрәққий әтти.  Чөчәк, дастан, қошақларда хәлиқ вәтәнниң азатлиғи, хәлиқниң бәхит-саадити үчүн күрәшләрдики қәһриманларни мәдһийилиди. Еғиз ижадийәтниң түрлири: чөчәк, мақал-тәмсил, қошақ, тепишмақ, ривайәт, әпсанә, дастан, ләтипә в.б.
Ләтипиләр – шәкли жәһәттин ихчам, қисқа, мәзмуни бойичә әжайип кәң вә чоңқур еғиз ижадийәтниң түри. Мәшһур ләтипичиләр: Нәсирдин Әпәнди, Сәләй Чаққан, Молла Зәйдин вә башқилар.
Нәсирдин Әпәнди вә башқиларниң  ләтипилиридә хәлиқниң даналиғи,  һазиржаваплиқ маһарити, өткүр сөзлүги ениқ байқилиду.
VІ. Мустәһкәмләш.
1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин фольклор һәққидә, ләтипиләр тоғрисида оқуп бериш
2. Оқуғучилар өзлири билип кәлгән ләтипиләрни ейтип, уларниң мәнасини чүшәндүриду.
3.  Оқуғучиларға дәрисликтики мәлуматни оқутуш
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,
Өйгә тапшурма.             4-9-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 2.08 Mb
Количество скачиваний: 71
Просмотров: 386

Похожие материалы