Урок по уйгурскому языку на тему "Созуқ тавушлар вә уларниң имласи" (10 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Созуқ тавушлар вә уларниң имласи
Мәхсити: 1 Созуқ тавушлар вә уларниң түрлири, имласи тоғрисида билимини байқаш
2. Тил тавушлириниң алаһидиликлири һәққидә билимини кәңәйтиш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, схема, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң созуқ тавушлар һәққидики билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №5, №6, №11, №13, №18, №20, №25
1. Публицистика, рәсмий, әдәбий услупларға йезилған мисалларни тәкшүрүш
2. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Оқуғучиларға соалқоюш арқилиқ төвәнки синипларда алған билимини тәкшүрүш
Созуқ тавушлар – һеч тосалғусиз әркин ейтилидиған тавушлар. 10 созуқ тавуш
Үзүк тавушлар – бирәр тосалғулуққа учрап етилидиған тавушлар. 26 үзүк
Созуқ тавушлар тил вә ләвниң һәрикитигә қарап бөлүниду.
Қелин созуқ тавушлар – тилниң арқа қисмида ясалған тавушлар.
Улар: а, о, у, ы, е, и.
Инчикә созуқ тавушлар – тилниң алдинқи қисмида ясалған тавушлар
Улар: ә, ө, ү, е, и, э.
Е,И тавушлири һәм қелин, һәм инчикә тавушлар болуп һесаплиниду.
Созуқ тавушларни ейтқанда ағизниң ечилиши бир хил әмәс. Шуниңға қарап, улар кәң вә тар созуқ тавушлар болуп иккигә бөлүниду.
Кәң созуқ тавушлар – еғизниң кәң ечилиши билән ясалған тавушлар: а, ә, о, ө, е, э.
Тар созуқ тавушлар – еғизниң тар ечилиши билән ясалған тавушлар: у, ү, и, ы.
Созуқ тавушларни ейтқанда ләвләрниң һәрикити бир хил әмәс. Шуниңға қарап, улар ләвләшкән вә ләвләшмигән созуқ тавушлар болуп иккигә бөлүниду.
Ләвләшкән созуқ тавушлар – ләвләр алға қарап созулғанда ясалған тавушлар: о, ө, у, ү.
Ләвләшмигән созуқ тавушлар – тәләппуз қилғанда ләвләр алға қарап созулмайдиған тавушлар: а, ә, е, и, ы, э.
V. Мустәһкәмләш.
1. 9-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 10-көнүкмини дәптәргә орунлаймиз. Инчикә вә қелин созуқ тавушларни ениқлаш
3. 11-көнүкмә еғизчә орунлиниду
4.12-көнүкмә, 14-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
15-16-көнүкмиләр вариант бойичә орунлиниду
17-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 10-17-бәтләрни оқуш. 20-көнүкмини йезиқчә орунлаш
Соалларға жавап қайтуруш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 269 Kb |
Количество скачиваний: | 47 |