Урок по уйгурскому языку на тему "Үзүк тавушлар вә уларниң имласи" (10 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Үзүк тавушлар вә уларниң имласи

Мәхсити:    1   Үзүк тавушлар вә уларниң түрлири, имласи тоғрисида билимини байқаш
2. Тил тавушлириниң алаһидиликлири һәққидә билимини кәңәйтиш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри:     арилаш   
Дәрис типи    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,  схема, карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: 
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң созуқ тавушлар һәққидики билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ.  Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1.    Созуқ тавушлар, уларниң бөлүнүши тоғрисида билимини соал-жавап усули арқилиқ байқаш
2.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Оқуғучиларға соал қоюш арқилиқ төвәнки синипларда алған билимини тәкшүрүш
 Үзүк тавушлар – бирәр тосалғулуққа учрап ейтилидиған тавушлар. 26 үзүк
Үзүк тавушлар  шавқун билн үнниң қатнишишиға бағлиқ жараңлиқ вә жараңсиз дәп бөлүниду.
Жараңлиқ үзүк тавушлар – үн арилаш шавқундин ясалған тавушлар.
Жараңсиз үзүк  тавушлар – пәқәт шавқундин ясалған тавушлар
Айрим үзүк тавушларниң жараңлиқ вә жараңсиз жүплири бар
Жараңлиқ    б    в    г    ғ    д    ж    ж    з    й    -    л    -    м    -    н    -    ң    р
жараңсиз    п    ф    к    қ    т    ш    ч    с    -    х    -    һ    -    щ    -    ц    -    -
Һасил болуш усулиға қарап үзүк тавушлар партлиғучи вә сирлаңғу болуп бөлүниду
Сөздә жараңлиқ үзүк тавушлар яндаш кәлгәндә яки жараңсиз үзүк тавушлар яндаш кәлгәндә үзүк тавушлар аһаңдаш болуп келиду. М. Саз, көз сөзлиригә бериш келиш қошумчилирини улиғанда сазға, көзгә шәклидә йезилиду.  Қанунға риайә қилмиған тәғдирдә сазқа, сазгә, көзкә, көзға болуп  ишлитилгән болатти.
Ейтқанда бир үзүк тавушниң иккинчи бир үзүк тавушқа өзгиришини үзүк тавушларниң новәәтлишиши дәп атайду.
1. Қ тавуши Ғ тавушиға. Башақ-башиғи, қурақ-қуриғи, пурақ-пуриғиң
2. К тавуши Г тавушиға. Ешәк-ешигим, гүжәк-гүжиги, өрүк-өрүгүң
3. Ғ тавуши Қ тавушиға. Бағ-баққа, яғ-яққа, тағ-таққа, туғ-туққа.
4. Г тавуши К тавушиға. Түг-түккән, әг-әккән, тәг-тәккән.
5. П тавуши Б,В тавушлириға. Китап-китавим, жәнуп-жәнубида, жавап-жававимиз.
6. Ч тавуши Ш тавушиға. Яғач-яғашчилиқ, қалиғач-қалиғашчә.

V. Мустәһкәмләш.
1. 21-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 22-көнүкмини дәптәргә орунлаймиз. 3. 11-көнүкмә еғизчә орунлиниду
4.23,24-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
26,28-көнүкмиләр вариант бойичә орунлиниду
VІ.  Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.

VІІ. Өйгә тапшурма. 18-23-бәтләрни оқуш. 29-көнүкмини йезиқчә орунлаш
Соалларға жавап қайтуруш   

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 269 Kb
Количество скачиваний: 205
Просмотров: 772

Похожие материалы