Урок по уйгурскому языку на тему
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Буйруқ-тәләп мәйли вә униң түрлири
Мәхсити: 1 Пеил мәйиллири тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш, буйруқ-тәләп
мәйли тоғрисида билим бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Тилға қизиқишини ашуруш, этикилиқ тәрбийә бериш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, схема
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға буйруқ тәләп мәйли һәққидә чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. Соал-жавап усули арқилиқ пеил мәйиллири, баян мәйли вә униң түрлири һәққидики умумий чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Буйруқ-тәләп мәйли иш-һәрикәтниң буйруқ, тәләп тәрзидә ейтилғанлиғани билдүриду. Бу мәйил төвәндикичә ясилиду:
1. –й, -ай, -әй. Алай, турай, язай, берәй. Мән китапни бүгүн оқуп турай.
2. –йли, -айли, -әйли. Алайли, турайли, язайли, берәйли. Биз әтә деханларға ярдәм берәйли.
3.-ғин, -гин, -қин, -кин. Сән бу ишни чапсан түгәткин.
4. –ңизлар, -ңизләр, -иңизлар, -иңизләр, -уңизлар, -үңизләр. Сизләр оқуңизләр.
5.-сила, -силә. Алсила, оқусила, кәлсилә. Оқуш, йезиш, меңиш – сәтлимә түри.
6. –сун. Алсун, турсун, язсун, бәрсун. Һәммиси сениңдин үлгә алсун.
7. –ғай, -гәй, -қай, -кәй. Алғай, турғай, язғай, бәргәй. Һәр адәм учриған кишигә салам бәргәй.
8. Буйруқ –тәләп мәйли шундақла ялвуруш, тиләк мәналириниму билдүриду. У чапсан меңип кәткиди. Һәммимиз чарәкни яхши баһаларға аяқлаштурсақ еди. Маңа жавап бериңларчу. Бизниң өйгә кәлсәңчу.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
62-63-көнүкмилар тахтида вә дәптәргә орунлиниду.
64-көнүкмә. Сөзләр вариантларға бөлүп берилиду вә көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
67-көнүкмә. Өз алдиға орунлиниду.
68-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. 32-35-бәтләрни оқуш. 70-көнүкмини йезиш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 919 Kb |
Количество скачиваний: | 10 |