Урок по уйгурской литературе на тему Маһмут Қәшқәрий "Дивану луғәтит түрк" әсәри (7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Маһмут Қәшқәрий «Дивану луғәтит түрк»  әсәри
Мәхсити:    1  Әдип ижадийити тоғрисидики билимини кәңәйтиш. Әсәр мәзмуни, әһмийити һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ сөзләшкә  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш
3. Мәшһур әдипкә болған һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқтуруш, илим-билим егиләшкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш
Дәрис түри:             арилаш.
Дәрис типи                               қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, әдип портрети, «Дидар», «Әхбарат» журналлири, гезит материаллири  
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт, муназирә
Қоллинилидиған технология      сто
Йеңи уқумлар                           
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Йүсүп Хас Һажип ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1.    Йүсүп Хас Һажипниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?
2.    «Қутадғу билик» әсәриниң мәзмунини ейтип бериңлар
3.    Әсәрниң әһмийити немидә?
4.    Үзүндиләрни ядқа етқузуш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш   Маһмут Қәшқәрий
ХІ әсирдә дунияға кәлгән улуқ энциклопедист алим. Униң әсәри 3 томдин ибарәт болуп, пәқәт уйғур хәлқиниңла әмәс, бәлки пүткүл түркий хәлиқләрниң мәдәний тарихида чоң әһмийәткә егә
М.Қәшқәрий Қәшқәрдә тәхминән 1009-жили дунияға кәлди. Яшлиқ вақти Қәшқәрдә өтти.    Өз дәвриниң жуқури билимигә егән болған әдип оқушини Бухара, Сәмәрқәнт, Нишапур охшаш мәшһур жайларда давам қилди. «Дивану луғәтит түрк»ни йезиш үчүн түркий хәлиқләрниң қәбилилирини арилап чиқти. «Диванни» 2 жилда йезип чиқти. Бу әмгәкни қайта ишләп, 4 қетим нәшир қилди. Бу әсәрдә уйғур әдәбий тили вә униң диалект вә шевилири тоғрисида көп мәлумат бериду. Бу тилни алим хақанийә тили дәп атайду. Қәшқәр хәлқини алим хақанийә түрклири, тилини хақанийә тили дәп атиған.
Уйғур этноними Шәрқий Түркстанниң күн чиқиш қисмида Бәшбалиқни пайтәхт қилған будда динидики уйғурларға қаритилған аталғу. Бу сөзниң этимологиясини Искәндәр Зулқәрнәйн билән бағлаштуриду. Бу тоғрисида уйғуршунас алимлириниң пикри һәр хил.
Умумән алғандә бу әсәр уйғур қедимий тарихини үгиништә асасий мәнбәләрниң бири болуп һесаплиниду.
әшқәрдә өтти.
VІ. Мустәһкәмләш.    
1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш. Дәрисликни оқутуш вә соал-жавап усули арқилиқ мустәһкәмләш
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,
Өйгә тапшурма.  30-32-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 2.08 Mb
Количество скачиваний: 85
Просмотров: 359

Похожие материалы