Урок по уйгурской литературе на тему Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити "Еғир күнләрдә" әсәри (7 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити.
«Еғир күнләрдә» әсәри
Мәхсити:    1  Мөмүн Һәмраевниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш. «Еғир
күнләрдә» әсәриниң мәзмуни билән тонуштуруш
2. Саватлиқ  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри:             йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи                    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, «Дәвир сәһипилири», хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология     СТО
Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш    Мөмүн Һәмраев (1907-1955)
1. 1907-ж. Алмута вилайитиниң Уйғур наһийәсидә Чарин йезисида төмүрчи аилисидә туғулған. Балилиқ чеғи өз йезисида өтиду. Дадисиниң төмүрчи дукинида вақит өткүзидиған Мөмүн зерәк бала болған. У дәсләп Алмутида оқуйду, андин 1927-жили Ташкәнттики педагогика билим юртида оқуйду. Уни үгитип, Сурхандәрия вилайитигә муәллим болуп бариду. У йәрдә мәктәп ечип, чоңларға курс уюштуриду. Андин Пискәнттә ишләйду. Кейин Ташкәнткә қайтиду.  Кәчки мәктәпләрдә муәллим, кейин «Шәриқ һәқиқити» гезитидә әдәбий хадим болған. «Еғир күнләрдә» повестини, «Долқунлар арисида» романини язди. Һаятиниң ахирқи жиллири ШТда болуп, 1955-жили вапат болиду.  
    2. «Еғир күнләрдә» повести 17-жил вақиәлирини, биринчи жаһан уруши жиллиридики уйғур йезилирида хәлиқ һаятида болған вақиәләрни көрситиду. Россиядә исиянлар көтирилигәндә бу йәрдики хәлиқ техи оханмиған. Әсәрдә лашманлиқ вақиәси, униң хәлиққә елип кәлгән дәртлири тоғрисида баян қилиниду.
Еләм вә Мәсим образлири асасий образлар болуп, мошу кишиләрниң бешидин өткән қийинчилиқлар арқилиқ пүткүл хәлиққә кәлгән азапларни көрситиду. Лашманлиққа елинған хәлиқ еғир азап чекиду. Көплигән кишиләр вапат болиду. Еләм вә Мәсим охшаш чәт йезилардин кәлгән аддий кишиләрниң болуватқан вақиәләрни көрүп, көзи ечилиду. Рус ишчилири Сергей вә Гришалар һәқиқәттә болуватқан ишларни уларға чүшәндүриду. 
Жанәм обризи – инсаний пәзилити күчлүк, өз муһәббитигә садиқ аддий уйғур аялиниң типик обризи.
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтин керәклик эпизодларни оқутуш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Өйгә тапшурма.             53-71-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 2.08 Mb
Количество скачиваний: 120
Просмотров: 390

Похожие материалы