Урок по уйгурской литературе на тему "Назугум"повести. Баш қәһриман обризи (7 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: «Назугум» повести. Баш қәһриман обризи
Мәхсити: 1 «Назугум» повестиниң мәзмуни билән тонуштуруш.
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3.Хәлқимизниң қәһриман қизиға болған муһәббитини, һөрмитини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, Назугумниң портрети «Жиллар садаси», «Йоруқ саһиллар» китави
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Назугум һәққидә йезилған һекайиниң мәзмуни вә идеясини чүшәндүрүш.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
«Назугум» повести 5 қисимдин ибарәт болуп, 1-қисми «Назугум кимдур?» дәп атилиду. Назугумниң аилиси, униң әркин һаяти тәпсилий баян қилиниду. Бу қисимда Назугум билән Бақиниң сап муһәббити тәсвирлиниду.
2-қисим – Қиз билән бала тағ яйлиғида дәм елип, ойнап жүргәндә уларни манжур-қалмақ әскәрлириниң тутувелип, Назугумни талишип, соқушқини вә уни даринға соға қилмақчи болуп елип кәткәнлигини баян қилиду.
3-қисим – Назугумниң ата-аниси, шу йәрниң аһалисиниң уларни издәп, тапалмай һәсрәт чекишлири тоғрисида.
4-қисим – Назугумни Баяндай сепилигә елип келип, даринға соға ретидә тәғдим қилиду. Қиз бу тар зиминда һәсрәт чекип, ата-анисини сеғинип, гунасиз жазаланған уйғурларни көргәндә ичи серилип, жиғлап-қахшайду. Бир күни Назугум икки нөкәр билән ата-анисини көрүшкә рухсәт елип, атлиниду. Йолда уларни алдап, қечип кетиду. Ата-аниси билән көрүшиду. Жигити Бақи билән тепишип, биллә қачиду.
5-қисим – Тағ етигидики бир бостан йезиға келиду. Таң сәһәрдә таһарәт алғили чиққан Гүлмәт бовай буларни көриду. Бовай уларни Пиязлиқтики өңкүргә апирип йошуриду. Бир нәччә вақит турғандин кейин Бақи уйғур тағилириниң һалини билиш үчүн кетиду. Назугумниң вә Бақиниң ата-аниси вә хошнилирини қийнап, өлтүриду. Назугумни Гүлмәт бовай йоқлап туриду. Шу йәрниң бәглири буни билип қелип, Гүлмәтни қийнап, Назукларни көп черик билән тутувалиду. Барчисини хәлиқ алдида бешини кесип өлтүриду.
ІV. Бәкитиш.
1. «Йоруқ саһиллар» китавидин үзүндиләр оқуп бериш.
2. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
V. Йәкүнләш вә баһалаш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. 41-43-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 2.08 Mb |
Количество скачиваний: | 30 |