Урок по уйгурскому языку на тему "Исим. Исимниң жумлидики хизмити" (10 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Исим. Исимниң жүмлидики хизмити
Мәхсити: 1 Исим, униң алаһидиликлири, жүмлидики хизмити һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи» инсерт,
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим, конкрет вә абстракт исимлар тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Тест арқилиқ билимини байқаш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Қошумчилар 3 түргә бөлүниду
2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду
3. Қочақ, парчә, толуқ сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.
4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятмайду
5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар йоқ
6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.
7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду
8. Сөзләр 5 түргә бөлүниду
9. Мустәқил сөзләр жүмлә мүчиси болиду
10. Мустәқил томур вә қошумчиға бөлүнмәйду
11. Мустәқил сөзләргә соал қоюшқа болиду
12. Ярдәмчи сөзләр 3 түргә бөлүниду
13. Ярдәмчи сөзләр жүмлидә егә хизмитини атқуриду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Исим дегән немә? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Шәйиләрниң намини билдүридиған сөз түркүми исим дәп атилиду.
Соаллири: ким? немә? кимләр? немиләр?.
1. Киши атлирини билдүриду: Әзиз, Алим, Асийәм
2. Кишиләрниң кәсип намлирини: муәллим, дохтур, қурулушчи
3. Һәр хил нәрсә атлирини: гезит, қәләм, төмүр, гөш
4. Жан-жанивар, өсүмлүк атлирини: ат, кала, бөрә, кокат, тавуз, дәрәқ
5. Тәбиәт һадисилириниң атлири:шамал, боран, қар, мөлдүр
6. Таам атлирини: манта, чөшүрә, һесип
7. Хәлиқ атлирини: уйғур, қазақ, тажик, рус
8. Қом-қериндаш атлирини: ана, дада, мома, ини, сиңил в.б.
Тахтиға оқуғучилар чиқип, жүмлиләрни язиду вә синтаксислиқ тәһлил қилиду.
Исимлар жүмлидә һәр қандақ бөләкниң хизмитин атқуралайду.
1. Егә хизмитини атқуриду.
М: Деханлар яз бойи қилған әмгигиниң йемишини көрмәктә.
2. Ениқлиғучи хизмитини атқуриду.
М: Атаңниң балиси болма, әлниң балиси бол.
3. Толуқтурғучи хизмитини атқуриду. М: Биз өз йезимизни гүлләндүрүшимиз керәк.
1. Һаләт хизмитини атқуриду.
М: Жүжини күздә сана.
2. Хәвәр хизмитини атқуриду.
М: Балиларниң әң биринчи ғәмхорчиси – ата-ана.
V. Мустәһкәмләш.
1. 62-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 64,65-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
3. 67,68-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду
4. 70-көнүкмә тахтида орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 11-12 мавзу, 50-59-бәтләрни оқуш. 72-көнүкмидин 6 жүмлини тәһлил қилиш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 269 Kb |
Количество скачиваний: | 35 |