Урок по уйгурской литературе на тему "Бәдиий әдәбият һәққидә чүшәнчә " (10 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Бәдиий әдәбият һәққидә чүшәнчә.
Мәхсити: 1 Әдәбият һәққидә кәң түрдә чүшәнчә бериш, униң сөз сәнъити
Екәнлиги вә өзигчиликлири тоғрисида билимини кәңәйтиш.
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Бай әдәбий мираслиримизни оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: тәкрарлаш.
Дәрис типи қелиплашмиған
Көрнәклик қураллар: дәрислик, бәдиий әсәрләр, сүрәтләр.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: тәсвирий сәнъәт, инсаншунаслиқ, әдәбият, жанр, әдәбиятшунаслиқ, әдәбият нәзәрийәси, әдәбият тарихи, әдәбий тәнқит
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Хәлқимизниң қедимийдин келиватқан бай әдәбияти, шуниң ичидә бәдиий әдәбият тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш, әдәбиятниң сөз сәнъити екәнлигигә көз йәткүзүш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш. Биз әдәбият тоғрисида немә билимиз? Сәнъәт дегән немә? Униң қандақ түрлирини билисиләр? 9-синипта өтүлгән мавзуларни әскә чүшириш. Оқуғучилар пикрини тиңшаш.
ІV. Мустәһкәмләш.
1. Әдәбиятниң васитиси – сөз, тил екәнлигини чүшәндүрүш үчүн мисаллар кәлтүрүлиду. Һәйкәлтарашлиқ, архитектура, музыка, рәссамлиқ сәнъитиниң сирлири тоғрисида умумий мәлумат берилиду.
2. Әдәбиятниң өзгичилиги – бәдиий сөзниң ярдими билән қоршиған муһит һәққидиму, инсанларниң ички роһий һалити вә ой-пикир, кәчмишлири тоғрилиқму мәлумат беришкә болиду. Бәдиий әдәбиятниң асасий мавзуси – инсан. Барлиқ тәсвирләнгән һадисә адәм һаятини көрситишкә бағлиқ болғанлиқтин М.Горький әдәбиятни инсаншунаслиқ дәп атиған.
3. Әдәбиятниң баш өзгичилиги – вақиәликни образлиқ әкис әттүрүш
4. Әдәбият аталғуси әдәп сөзидин келип чиққан (әдәп - әрәпчә әхлақ, яхши тәрбийә дегән сөз)
5. Жанр – сөз сәнъитиниң түрлири.
6. Әдәбиятшунаслиқ – сөз сәнъити болған бәдиий әдәбиятни үгинидиған пән.
7. Әдәбият нәзәрийәси – бәдиий әдәбиятниң маһийитини тәтқиқ қилип, униң жәмийәт тәрәққиятида тутқан орнини, вәзиписини ениқлайду.
8. Әдәбият тарихи – сөз сәнъитиниң вужутқа келиши вә тарихий тәрәққият
Уйғур әдәбиятиниң тәрәққият басқучлири:
1. Қедимий – V – Х әсирләр 2. Кона – ХІ – ХVІІ әсирләр
3. Йеңи – ХVІІІ – ХІХ әсирләр 4. Заманивий – ХХ әсирдин башлап
Оқуғучилар тәтилдә оқуған бәдиий әсәрлири тоғрисида ейтип бериду.
V. Йәкүнләш вә баһалаш
VІ. Өйгә тапшурма. 3-бәтни оқуш. Соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 1.43 Mb |
Количество скачиваний: | 29 |