Урок по уйгурскому языку на тему "Лексикология. Сөз вә униң мәнаси. Аһаңдаш сөзләр" (10 класс

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:   Лексикология. Сөз вә униң мәнаси. Аһаңдаш сөзләр
Мәхсити:    1 Лексикология, сөз вә униң мәнаси, аһаңдаш сөзләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа  адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри:     арилаш   
Дәрис типи    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,   карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология      СТО
Йеңи уқумлар: 
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң лексикология, сөз вә униң мәнаси, аһаңдаш сөзләр  һәққидә алған билимини байқаш вә чоңқурлаштуруш.

ІІІ.  Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Сөзләрни фонетикилиқ тәһлил қилиш
2.  Йезиқчә тапшурмини  тәкшүрүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Соал-жавап усули арқилиқ
1. Мәлум бир нәрсигә яки чүшәнчигә берилгән намни сөз дәп атаймиз.
2. Тилимиздики барлиқ сөзләр луғәт тәркивини тәшкил қилиду. Қанчә сөз көп болса, шу тил әң бай тил болуп һесаплиниду.
Луғәт тәркиви дайим өзгирип туриду. Бәзи сөзләр қоллиништин чиқип қалиду, бәзи йеңи сөзләрни қобул қилимиз.
Бәзи наһийә вә мәлиләрдә қоллинилидиған алаһидә сөзләр бар: шевә вә диалектқа бағлиқ
Луғәт тәркивидики барлиқ сөзләр алфавит бойичә орунлишиду..
Тилниң сөз байлиғини үгинидиған илим лексикология дәп атилиду.
1. Сөзләр бир нәрсиниң етини билдүриду: китап, әйнәк, боран, қар, һасан-һүсән.Сөзләр һәр хил уқумларни билдүриду: сәясәт, гөзәллик, партия
Нәрсиләрниң тамини, шәклини, һәжимини, санини, иш-һәрикитини билдүриду.
1. Тахтиға  сим, қаш, тал, кәч, қулақ сөзлири йезилип, уларниң мәналири ениқлиниду. Андин шу сөзләр жүмлә ичидә кәлтүрүлиду.
2. Сөзләрниң көп мәнада келишини жүмлидә ениқлашқа болиду.
3. Тилдики сөзләрниң бирла мәнада чәклинип қалмай, бир нәччә мәнани ипадилиши сөзләрниң көп мәналиқлиғи дәп атилиду.
Аһаңдаш сөзләр – тавуш тәркиви охшаш, йезилиши бир хил, мәналири һәр хил сөзләр.

V. Мустәһкәмләш.
1.31-32-33-көнүкмиләр шәрти бойичә еғизчә орунлиниду
2. 34-көнүкмә тахтида орунлиниду
3. 36-көнүкмә йезиқчә орунлаш.
4. 37-көнүкмә еғизчә, 38-көнүкмини йезиқчә қатар бойичә орунлаш

VІ.  Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 23-28-бәтләрни оқуш.  39-көнүкмини йезиш    

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 269 Kb
Количество скачиваний: 29
Просмотров: 189

Похожие материалы