Урок по уйгурскому языку на тему "Мәнадаш сөзләр. Қарши мәналиқ сөзләр" (10 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Мәнадаш сөзләр. Қарши мәналиқ сөзләр
Мәхсити: 1 Мәнадаш сөзләр вә қарши мәналиқ сөзләр, уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Мәнадаш вә зит сөзләрни тоғра қоллинишни үгитиш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи», инсерт, кластер
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға мәнадаш сөзләр, қарши мәналиқ сөзләр вә уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш Оқуғучилар сөзләр йезилған карточкиларни елип, уларниң көп яки бир мәналиқ екәнлигини, удул яки көчмә мәнада қоллинилғанлиғини дәлилләйду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар мәнадаш сөзләр һәққидә билидиғанлирини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду.
Тахтиға сөзләр (әтияз, асман, чирайлиқ, илдам, батур, татлиқ ) йезилип, уларға мәнадаш сөзләр ениқлиниду. Андин шу сөзләр жүмлә ичидә кәлтүрүлиду.
Ейтилиши вә йезилиши һәр хил, амма мәнаси бир-биригә йеқин сөзләр мәнадаш сөзләр дәп атилиду.
Тахтиға мақаллар йезилип, улардики зит сөзләр ениқлиниду.
1. Яхши тепип сөзләйду, яман көпүп сөзләйду.
2. Егизниң аччиғи кәлгичә, паканиң жени чиқипту.
3. Көпни дәп аздин қуруқ қапту.
4. Растини ейтқан қутулиду. Ялған ейтқан тутулиду.
5. Ач бала тоқ бала билән ойнимайду, тоқ бала ач болимән дәп ойлимайду.
Мәнаси бир-биригә қариму-қарши сөзләр зит сөзләр дәп атилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 39-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 40,42,43-көнүкмә еғизчә қатар бойичә орунлиниду
3. 45-көнүкмә йезиқчә дәптәргә орунлиниду
4. 44,46,48-көнүкмә еғизчә орунлиниду
. VІ. Бәкитиш.
VІІ. Өйгә тапшурма. 6-7 мавзуларни оқуш. 37-бәттики тапшуруқни йезиш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 269 Kb |
Количество скачиваний: | 47 |