Урок по уйгурской литературе на тему "Билал Назимниң һаяти вә ижадийити" (10 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:


Дәрисниң мавзуси:  Билал Назимниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити:    1  Билал Назимниң һаяти вә ижадийити һәққидә  мәлумат бериш
2. Саватлиқ  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш,  инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ  тәрбийисини бериш.
Дәрис түри:             арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,  методикилиқ қолланма, кластер  
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Өй тапшурмсини тәкшүрүш
Садир Палванниң һаяти тоғрисидики билимини байқаш
ІV.  Йеңи мавзуни чүшәндүрүш  Кластер арқилиқ. Билал Назим (1825-1900)
Яман көрмәң мени достлар
Егәмниң бир қулидурмән.
Киши қәдримни билмәйду,
Вәтәнниң гәвөәридурмән
ХІХ әсир әдәбиятиниң гүлтажиси Б.Назим Или вилайитиниң Ғулжа шәһиригә қарашлиқ Қазанчи мәлисидә моздуз аилисидә туғулған Дадиси Йүсүп саватлиқ киши. Билал башланғуч билимни мәһәллә мәктивидә, кейин Ғулжидики Бәйтулла мәдрисисидә  алди. Һәм диний һәм пәний билимни егилигән. Мәдрисидә Низамий, Фердәвсий, Наваий ларинң ижидийитини үгәнгән. Жамийни өзиниң устази дәп билгән.
Ғәзәл, мухәммәс, мусәдәс, мурәббә, рубаий охшаш нәзмий әсәрләр язди. Бу әсәрлири»Ғәзәлият топлимиға киргүзүлди.
Әсәрлири: «Чаңмоза Йүсүпхан», «Ғазат дәр мүлки Чин», «Назугум һәққидә қиссә»
Өз хәлқиниң дәрдигә дәрман болған шаир Йәттису тәвәсигә улар билән биллә көчүп, Яркәнткә орунлишиду. 1900-жили вапат болиду.
V. Бәкитиш.
1. Билал Назим шеирлирини ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш
2. Тәржимилири          Мән саңа ашиқ болдум           
Мән өлсәм етим өчәр
                           Надан билән дост болма..         
1.    Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин  жавап тапқузуш Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
           - бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Ғәзәллирини ядқа  елиш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 1.43 Mb
Количество скачиваний: 18
Просмотров: 158

Похожие материалы