Урок по уйгурской литературе на тему "Мәһзун-Гулниса" дастаниниң мәзмуни (10 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:      . «Мәһзун-Гүлниса»  дастаниниң мәзмуни 
Мәхсити:    1 «Мәһзун-Гүлниса» дастаниниң мәзмуни һәққидә умумий чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ   вә бағлинишлиқ пикир қилишқа,  классик әдәбиятимизниң нәмунилирини, тарихимизни чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш
3.Инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш
Дәрис түри:             арилаш
Дәрис типи             қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, хрестоматия, слайдлар, методикилиқ қолланма  
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Қоллинилған технология   СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт
Йеңи уқумлар:         
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш.  ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1-топ – А.Низарий һәққидә
2-топ  -- «Ғериплар һекаяти» һәққидә
3-топ  - «Пәрһат-Шерин» дастани һәққидә
4-топ  -«Ләйли-Мәжнун» дастани һәққидә бир-биригә пикир ейтиду.
ІV.  Йеңи мавзуни чүшәндүрүш    Қизиқишини ойғитиш.
«Мәһзун-Гүлниса» дастаниниң мәзмуни қандақ?
 2. Һәр топтин  бирдин оқуғучи чиқип, өз пикирлирини ейтиду, қалғанлири уни толуқтуриду. Һәр топ өз пикирлирини сүрәтләр, мисаллар билән дәлилләйду.
Мәнани ажритиш стадияси. 1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ  стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ – дастанниң идеяси ,  2-топ  -- дастанниң вәқәлиги,   3-топ  - дастандики образлар, 4-топ  - дастанниң алаһидилиги, әһмийити.
«Мәһзун-Гүлниса» дастани:
1. 1632 мисрадин ибарәт
2. Гүлниса – Бағдатта яшиғучи содигәр Ғожа Сайитниң қизи
3. Мәһзун – Ғожа Мәсүтниң оғли
4. Мәһзун вә Гүлниса бир мәктәптә оқуйду. Бир күни ата-аниси Гүлнисани «ресидә болди» дәп әвәтмәйду
5. Хәлпәт Мәһзун муһәббитини чүшинип, уни Гүлнисаниң өйигә дәрис беришкә әвәтиду.
6.     Мәһзунни дадиси Мәккә-Мәдинигә сәпәргә чиқиду. Мәһзунниму биллә елип кетиду.
7. Гүлниса билән хошлишиши. Гүлниса Мәһзунниң хәнжирини сорап елип қалиду.
8. Йолда дадиси вапат болуп, ялғуз маңиду.
9. Гүлнисаниң дадиси мал-мүлкини оғрилитип қойиду.  Әнди өз қизини сатмақчи. Бовиси қарши туриду.
10. Падишаға қиз керәк болуп, вәзир Глнисани көрүшкә келиду. Өзи ашиқ болуп қелип, өзигә сетивалиду.
11. Гүлниса хәнжәр билән уни ярилайду.
12. Мәһзун  бай болуп қайтиду. Хәлпәттин қизни сорайду.
  V.  Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Икки яқлиқ күндилик.
VІ . Йәкүнләш.  Бир-бириниң пикрини баһалайду.
VІІ. Өйгә тапшурма  вә баһалаш 
1. 18-19-бәтләрни оқуш, сөзләш        2. Қошумчә мәлуматлар тепиш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 1.43 Mb
Количество скачиваний: 38
Просмотров: 200

Похожие материалы