Урок по уйгурской литературе на тему "Садир Палванниң һаяти вә ижидийити" (10 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Садир Палванниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити:    1  Садир Палван  һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ сөзләшкә  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш
3. Хәлқимизниң батур оғли, қошақчисиға болған һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқтуруш,  инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри:             арилаш.
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, «Уйғур хәлиқ қошақчилири», гезит материаллири  
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт, муназирә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Садир Палван ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Садир Палванниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?
2. Садир қошақлирини ядқа ейтқузуш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш  
18-әсирниң ахирлири Чиң сулалиси һөкүмранлиқ қиливатқан чағлар болуп, хәлиқниң турмуши қаттиқ вәйранчилиқ ичидә қалған еди. Бу дәһшәтлик зулумларни бешидин өткүзгән вә өз көзи билән көргән яш Садирниң қәлбидә зулумға қарши өчмәнлик оти ялқунлайду. Чиң сулалиси чериклириниң деханларни наһәқ җазалашлириға бир нәччә қетим қарши чиқиду. Әйнә шуниңдин башлап униң нами әл ичидә тарилиду. Шундақла у әксийәтчи һакимийәт тәрипидин гуманлиқ дәп қарилиду. Шуңа у, өз йезисида туралмай, Ғулҗиниң Қазанчи дегән йеридә 50 кишилик отряд қуриду вә уни 300 кишигә тәрәққий қилдуруп, әксийәтчи һакимийәткә қарши қозғилаңни башлайду. Садир палван йетәкчилигидики қозғилаңчилар 1860-жилдин башлап Или ашлиқ амбири, Чилпәңзә, Баяндай, Күрә қатарлиқ кона қәл’әләрни қолға чүшүрүп, деханлар қозғилиңида ғәлибә қазиниду. Садир палван 40 жилдин артуқ күрәш җәриянида 13 қетим түрмигә ташлиниду. Лекин, бу еғир күнләр униң қәддини пүкәлмәйду. Әксичә у, күрәш давамида чиниқиду, тәдбирлик, қаттиқ қол, өткүр башламчи болуп йетишиду.
     Садир палванниң қошақлиридин биз 19-әсирдики уйғур әмгәкчи хәлқиниң азап-оқубатлик турмуши, уларниң арзу-арманлири вә күрәшчан һаятини рошән көрүвалалаймиз.
Садир Палван қошақлирини мәзмун жәһәттин төвәндикичә бөлүшкә болиду:
1. Ямулда вә қечип жүргәндә ейтқан қошақлар
2. Әл-жутини вә бала-жақисини сеғинип ейтқан қошақлар
3. Дүшмәнләргә қаритип ейтқан қошақлар.
V. Мустәһкәмләш.    
1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш.
VІ . Йәкүнләш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
 VІІ. Баһалаш    
VІІІ. Өйгә тапшурма. Мәлумат тепип, қошақ ядлаш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 1.43 Mb
Количество скачиваний: 71
Просмотров: 291

Похожие материалы